Skip to content

Сап Кириминиң 1% Ни Вәтән-Милләт Ишлири Үчүн Бериш Вә Һәр Дөләттә Бирдин “Уйғур Өйи” Қуруш Пилани

  • ماقالە

uy

Өзимизни-Өзимиз Қутқузайли, Күч Бирликтә, Иш Өмлүктә

Тәвсийә Қилғучилар: Абдуқадир Ислам, Абдувәли Аюп, Айтурсун Османова, Әхмәтҗан Қадир, Әркин  Дөләт, Әқидә Турсун, Әкбәр Қурбан, Лутпулла Көктүрк

2017-йил өктәбир

Әскәртиш: бу узун муддәтлик пилан болғачқа мақалиниң һәҗими чоңрақ. Ахирғичә оқуп чиқишиңизни үмид қилимиз.

Кириш сөз

Пул ғайимизни ишқа ашуруштики бирдинбир таянчимиз әмәс, әмма униң ғайимизни ишқа ашурушта роли чоң. Паалийәтлиримизни кәспийләштүрүш, системилаштуруш вә узун муддәтлик пилан бойичә раваҗландуруш үчүн малийә асасимизни чиңдашқа тоғра келиду. Бир шәхс, бир аилә, бир тәшкилат яки бир дөләт миқясида болсун малийә хамчотини тоғра мөлчәрләш шу көләмдә ғәлбә қилиш яки мәғлуп болушқа бивастә тәсир көрситиду. Хитайниң әнә шу малийә-иқтисадни қорал қилип туруп әтрапидики дөләтләрни сетивелип, чами йәтмигән дөләтләргә хирис қилип, рәзил қолини вәтән сиртида паалийәт елип бериватқан уйғурларға узитиватқанлиқи һәммимизниң ичини пучилимақта. Буниңдин 94 йил муқәддәм, иптихарлиқ шаиримиз абдухалиқ уйғур төвәндикиләрни йезип бизни әскәрткән:

“һәй, пеқир уйғур, ойған, уйқуң йетәр,

Сәндә мал йоқ, әмди кәтсә җан кетәр.

Бу өлүмдин өзәңни қутқузмисаң,

Аһ, сениң һалиң хәтәр, һалиң хәтәр.”

Һалбуки, таки бүгүнки қәдәр техичә хәтәрлик һаләттә турмақтимиз. Сәндә мал бар, мәндә мал бар, демәк биздә мал бар! Немә үчүн мални җуғлап җенимизни қутқузмаймиз? Өзимизни пәқәт өзимизла қутқузалайдиғинимиз қайта испатлиниватқан бүгүнки вәзийәттә, нурғун вәтәнпәрвәр, отйүрәк қериндашлиримиз вақтини, хизмитини, аилисини,  қенини һәтта җенини тикип вәтән вә милләт үчүн хизмәт қилди вә қиливатиду. Бәзилири иқтисадий қийинчилиқ түпәйлидин чекинишкиму мәҗбур болди. Улардин аллаһ рази болсун, әмма шундақ дәп қоюпла олтурсақ болмайду. Чүнки қуруқ тағар өрә турмайду. Нурғун қериндашлиримизниң виҗдани болсиму өзи қилалиғудәк әмәлий иш тапалмайватиду яки қилғуси бар ишларға ялғузлуқ қиливатиду. Һазирқи вәзийәттә, “мән немә иш қилдим? Мән немә қилалаймән?” дегәндәк соалларни көпрәк сораш лазим. Ата бовилиримиз қилған җәңләрдә қошунни йәзәк, илғар, җәвәнғар, бәрәнғар, қәлб, чиринғар, чағдавул, туршавул дәп һәр хил түргә бөлүшни билгән. Һәммә адәмни чиринғарға һәйдәш ғәлбә билән ахирлашмайду. Хәлқимиз тенч йол билән мәсилини һәл қилишни яқлайдиған һазирқи вәзийәттә, муһаҗирәттики хәлқимиз уйғурлуқни сақлаштин ибарәт бир мәвҗудийәт җеңигә дуч кәлди. Бу җәңдә ғәлбә қилиш үчүн, бир-биримизниң тутқан йолиға һөрмәт қилип, йәң ичидә чүшәнчә һасил қилип, һәр бир кәсиптики, һәр бир йолдики кишиниң ролидин толуқ пайдилинишни билишимиз керәк. Һазирқидәк заманивий дуняда аммивий таратқулардин үнүмлүк пайдилиниш яхши иш, әмма у йәрдә пәйласоплардәк баянимизни елан қилип қоюп башқиларниң  ни бесишини санап сақлап олтуруш бизни мәвҗутлуқимизни сақлаш җәң мәйданидин йирақлаштуруп буруқтурма қилиду. Һәқиқәтән әмәлий иш қилишни халисақ, реал дуняғиму тәң беқип, чамимиз йәткән дәриҗидә системилиқ, пиланлиқ һәрикәт қилишимиз керәк. Шундақ қилишни халисиңиз, уйғурлуқимизни сақлап қелиш үчүн қилғили болидиған ишларни қилип, уйғур мәдәнийити ичидә яшаш шараити һазирлашқа дәвәт қилидиған бу икки пиланни қоллаң.

Бу мақалидә юқиридики нуқтиларни көздә тутуп, ғайимизни ишқа ашурушқа ул селиш үчүн, һәр бир дөләттә камида 100 адәмни яки 100 аилини һәрикәтләндүрүп, сап кириминиң 1%ни бериш пилани(қисқичә “1%пилани” дәп елиниду) арқилиқ маашлиқ кәспий ишләйдиған бир адәм турғузуш; бирликтә мәбләғ селип уйғурларниң паалийәт һәм мәдәнийәт мәркизи болғуси “уйғур өйи” қуруш пилани баян қилиниду.

Һазирқи тәшкилатларниң кирим мәнбәси вә мәхсус хизмәтчиләр сани

Һазир һәр қайси дөләтләрдә паалийәт елип бериватқан тәшкилатларниң асаслиқ иқтисадий мәнбәси хәлқара фонди җәмийәтләр, ундин башқиси шәхсий фондлар яки сахавәтчиләр вә закат айриғучилар. Шәхсләрдин келидиған ярдәм турақсиз яки капаләтсиз. Фонди җәмийәтләр ярдиминиң йиллиқ соммиси нисбәтән муқим болғини билән уни қолға кәлтүрүш үчүн әмәлий паалийәтләрни көрситип, хизмәт доклати көрситип қайил қилиш керәк. Бәзидә һөкүмәт яки һоқуқ тутқан сиясий партийә алмашса бу соммида өзгириш болиду, һәтта ярдәм тохтап кетидиған әһвалларму көрүлиду. Қандақ болишидин қәтийнәзәр, дөләт ярдими банка һесабатиға кириду. Униң ишлитилиш әһвали тоғрисида ениқ доклат берилидиған болғачқа башқуруш вә ишлитиш җәһәттә мәсилә йоқ дәп қарашқа болиду.

Ғәрб дунясидики тәшкилатларда маашлиқ ишләйдиғанларниң омумий сани 10 ға йәтмәйду. Бу сан хитайниң ейтишичә 10 милйон, бизниң пәризимизчә 20 милйондин артуқ нопуси бар уйғур миллитиниң давасини хәлқараға аңлитишқа қәтий йәтмәйду. Әҗиба бундақ кишиләрниң санини 20 қилишқа қурбитимиз йәтмәсму? Бу тәшкилләшкә вә сиз һәм бизниң виҗданимизға бағлиқ. Бу һөрмәткә сазавәр кишилиримиз вәтән-милләт ишини кәспий шәкилдә җан-дили билән ишләватиду. Биздәк зулумға учриған башқа милләтләр тәшкилатиға селиштуридиған болсақ, биздики бундақ мәхсус ишләйдиған кишилиримизниң һәддидин зиядә аз болуши бизни ойға селиши керәк.

Шәхсләрдин ярдәм топлаш җәрянида сақланған мәсилиләр

Өзидин “вәтән-милләт үчүн немә қилдим?”, “мән немә қилалаймән?” дегәндәк соалларни сорайдиғанлар барғансери көпәймәктә. Буни байқиған вә ярдәм бәргүчиләр әнсирәйдиған ишларни тонуп йәткән бир қисим ойғанған кишилиримиз ярдәм топлиған вә топлаватқан болсиму, йәнила юқиридики мәсилиләрдин толуқ халий болалиғини йоқ. Ишинимизки, тәҗрибә-савақларни йәкүнләш вә башқа милләтләрниң кәсипләшкән тәшкилатлиридин өгиниш арқилиқ кәспий сәвийәдә ярдәм топлашни әмәлгә ашурғили болиду.

Тәшкилатлар паалийитигә, йетим-йесирлар вә башқа еғир күнләрдә қалғанларға ярдәм бериш үчүн торда, йиғилишларда, һейт-байрам күнлиридә  вә башқа паалийәт җәрянида җанлиқ чақириқлар елан қилинип мәлум нәтиҗигә еришти.  Әмма, бу җәрянда төвәндикидәк йетәрсизликләрму көрүлди:

  • Нәқ пул бәргәнләргә пул алғанлиқ талони бәрмәслик
  • Тәшкилат һесабати ишләтмәй биравниң шәхсий һесабатини ишлитип ярдәм йиғиш
  • Ярдәмниң ишлитилиш әһвалидин доклат бәрмәслик
  • Ярдәм бәргәнләрниң мәхпийитини сақлап хатирҗәм қилишқа йетәрлик көңүл бөлмәслик
  • Сиҗил ярдәм механизми шәкилләндүрәлмәслик
  • Ярдәм елиш усулини заманивилаштурмаслиқ, башқиларниң вақтини елиш

Бундин 5-6 йил бурун “ярдәмни вакаләтән йәткүзүп бәргүчи” дәп елан қилинған кишиниң нәқ пул шәклидә йиғилған ярдәмни йәткүзүшни рәт қилғанлиқидәк ишларға шаһит кишиләрму бар. Вакаләтчи киши “бу пулни мән йәткүзүп бәрсәм җайиға ишлитишигә ишәнч қилалмаймән, нәқ пул пишшиқ аш, шуңа мән алмай турай” дәп ипадә билдүргән. Бу кишиниң кимлики муһим әмәс, әмма бу болған иш. Шуңа, ишәнчни қолға кәлтүрүш интайин муһим. Юқиридики төт нуқтиға әһмийәт бериш ярдәм бәргүчиниң ишәнчисини ашуриду. Бәзи дөләтләрдики баҗ идариси аммивий тәшкилатларға бәргән ярдәмни йиллиқ тапавәт беҗидин чиқириветип азрақ баҗ төләшкә қошулиду. Талон шуниңға испат үчүнму ишлитилиду, шуңа уни ярдәм бәргүчи алмаймән десиму зорлап бериш керәк. Чүнки униң бир көтики архипта қалиду. Юқиридики “сиҗил ярдәм механизми” дегәндә қәрәллик (айлиқ, пәсиллик яки йиллиқ) әмма аз соммилиқ ярдәм қилиш усули бәрпа қилишни көрситиду. Мәсилән: көпинчә дөләтләрдә, телефон пулини төләштә көпинчә әһвалда телефон ширкитиниң абонт һәққини һәр айда банка һесабатимиздин аптоматик чиқиривелишиға қошулуп имза қойимиз. Ярдәм йиғишни шуниңға охшаш шәкилдә қилиш, нисбий капаләтлик хамчот бойичә бир йиллиқ яки узунға созулған пиланни әмәлгә ашурушқа пайдилиқ. Йәни, бирла қетимда 120$ ярдәм қилишни қолға кәлтүрүшкә қариғанда, һәр айда 10$ дин ярдәм қилишни тәкитләш әвзәл. Бундақ қилишни адәм санини көпәйтиш билән бирләштүрсәк, бир-икки йил яки униңдинму узунға созулған сиҗил ярдәм механизми яритишқа пайдилиқ. “ярдәм елиш усулини заманивилаштурмаслиқ” дегәндә, дөләтләр ара пул йоллаштики чиқимни азайтиш вә ярдәм қилғучиларға қолайлиқ яритиш үчүн, тәшкилатлар турушлуқ дөләтләрдә ишлитилидиған Paypal, Crowdfunding, Gofundme гә охшап кетидиған яки башқа киредит картиси билән пул топлаштәк асан усулларниму ишлитиш керәк. Бәзиләрниң аз миқдардики ярдәмни елиш үчүн,  биравниң өйигә берип вақтини елиш уяқта турсун ярдәм соммисидин көпрәк чиқимға учритип “меһман болғини”дәк ишларму көрүлди. Чүнки уйғурчилиқта бирси өйгә барай десә яқ дегили болмайду, кәлгән адәмни ярдәм пулини берипла удулла йолға селип қойғили болмайду… Қисқиси башқиларниң вақтини елиштин сақлиниш керәк.

Ярдәм бериш обйектини вә усулини тоғра таллаш

Ярдәм беришкә тәшкиллигәнләр тонулған хәлқара ярдәм тәшкилатлириниң иш қилиш усулидин өгинип “егизгә ямашқанни йөләш; белиқ бәрмәй белиқ тутушни өгитип қармақ бериш; ялғуз белиқ тутуштин биллә белиқ тутушни өгитиш…” қатарлиқ усулларни синақ қилиш керәк. Шараит яр бәрсә топлишип олтурақлишип, ишқа орунлишиш пурсити яритиш яки өз ара ярдәмни йолға қоюш.  Мәсилән: ишсиз 5 аилиниң бирдин кичик балиси болса, 5 адәм 5 балини айрим-айрим бақмай уларни йиғип 1-2 адәм лайиқида һәқ елип бәш балиға қариса, қалған 4-3 адәм башқа йәрдә ишләйдиған шараит издәш дегәндәк. Бу һәқтә һәр қайси дөләтләрдә ярдәм беришкә тәшкиллигәнләрниң тәҗрибиси бар дәп қаралғачқа көп тохталмаймиз.

“1%пилани” қандақ йолға қоюлиду?

 say

Бу рәсимдики баянатчиниң 100% диққитини йиғип уйғур авазини аңлитиши үчүн камида 100 уйғур 1% дин қоллап уни йөлийәләмдуқ? Бу сизгә, шундақла бизгә бағлиқ. Муһаҗирәттики уйғурларниң көпинчиси оттура асия, түркийә, шималий америка, явропа вә австралийәгә җайлашқан. Бу дөләттә яшаватқан уйғурлар шу дөләт пуқралиридәк охшимиған пирсәнт бойичә баҗ төләйду. Дунядики барлиқ дөләтләрниң баҗ нисбитигә қарайдиған болсақ (https://en.wikipedia.org/wiki/list_of_countries_by_tax_rates) сап кириминиң аз-көпликигә қарап 0% дин 51.95% гичә баҗ тапшуридиғанлиқини билимиз. Бу йәрдики 0% әң төвән баҗ елиш чекигә тошмайдиғанларниму көрситидиған болуп ноқул һалда һечқандақ кирим йоқ дәп қараш болмайду. 51.95% баҗ төләйдиғанлар әшәддий байлар дәп қаралса хата кәтмәйду. Демәк, әшу дөләттики башқа пуқралар өз дөлитини тәрәққий қилдуруш үчүн тапавитиниң йеримидин көпрәкини вәтини үчүн беришкә рази. Пичақ сөңәкни тешип өтүватқан бүгүнкидәк күндә, муһаҗирәттики уйғурлар сап кириминиң 1%ни вәтән-милләт үчүн сәрп қилса еғир кәлмәйду. Һазирқи ярдәм топлаш җәрянида сақланған мәсилиләр толуқ һәл қилинса өзликидин кириминиң 1%ни беридиған кишиләр чоқум чиқиду. Бу пиланниң тәшкилий қурулмиси төвәндикичә:

  • мәркизий ярдәм тәшкилати қуруш вә банка һесабати ечиш
  • һәр дөләттә тармақ ярдәм тәшкилати қуруш вә банка һесабати ечиш
  • һәр тармақ ярдәм тәшкилатида әң аз болғанда 10 әлчи болуш
  • һәр әлчи әң аз болғанда 10 адәм (яки аилә) ни һәр айда сап кириминиң 1%ни беришкә мақул кәлтүрүш (өзини өз ичигә алиду)

Capture3

1%пилани тәшкилий қурулмиси

1%пиланини қайси тәшкилат йол қойиду?  Тәшкиллигүчиләргә қандақ шәртләр қоюлиду?

Мәркизий тәшкилат йолға қойиду вә тәшкилләйду. Бу йәрдики мәркизий тәшкилат йеңидин қурулсиму болиду, яки һазир бар болған тәшкилатларниң халиған бири үстигә алсиму болиду.

Тәшкилат қуруш асан иш, әмма кишиләрни уюштуруп, тәшкилатниң һөддисидин чиқип узун муддәтлик пилан билән сиҗил паалийәт қилиш қийин. Тәшкиллигүчиниң виҗданлиқ, вәтәнпәрвәр, милләтпәрвәр болушила купайә қилмайду. Униңдин сирт, тәшкиллигүчи турушлуқ дөләтниң мәдәнийити, тили, қаидә-түзүмлири, сиясий, иқтисадий әһвали, еқим мәсилилири вә дипломатийә қатарлиқлардин хәвири бар болуши, үзлүксиз тиришип илгириләш роһи болуши тәләп қилиниду. Рәһбәрлик қилғучи чоқум алий пәзиләтлик, уюштуруш иқтидариға игә, еғир-бесиқ, чиқишқақ, һәр бир адәмниң артуқчилиқини тонуп күчкә айландуралайдиған, һәммә адәмгә баравәр муамилә қилидиған, охшимиған пикирләрни аңлап пайдилиқлирини қобул қилишни билидиған болуши керәк. Демократийә пиринсипи бойичә иш беҗириши, башқиларға өзиниң пикирини таңидиған болмаслиқи, башқиларниң пикири өзиниңки билән охшимиса чечилмаслиқи, рәһбәрлик орнида сайламсиз турувалмаслиқи, һакавурлуқ, қизғиниш, көрәлмәслик, нам-атақ қоғлишиш … Қатарлиқ илләтләрдин йирақ болуши керәк.

1%пиланидин йиғилған пуллар немигә ишлитилиду?

Төвәндики ишларға:

  • тәшкилат чиқими
  • уйғур авазини аңлитиш үчүн муқим ишләйдиған кәспий хадимниң мааши
  • тәшкилат орунлаштурған һәр хил паалийәтләр
  • қийинчилиқи барларға ярдәм, алаһидә хизмәт көрсәткән, яхши оқуғанларға мукапат

Немә үчүн тармақ тәшкилатта ишләйдиған хадимға мааш берилиду? Қанчилик берилиду?

Нурғун вәтәнпәрвәр, отйүрәк қериндашлиримиз вақтини, хизмитини, аилисини,  қенини һәтта җенини тикип вәтән вә милләт үчүн хизмәт қиливатиду. Бәзилири турмушини қамдаш үчүн қошумчә җисманий әмгәкниму тәң қиливатиду. Бәзиләр һәр хил қийинчилиқ түпәйлидин чекинишкә мәҗбур болди. Тармақ тәшкилатқа вәтәнпәрвәр вә милләтпәрвәр кишиләр мәсул болиду. Ғайимизни әмәлгә ашурушта әнә шундақ  отйүрәк кишилиримизгә тайинимиз. Ундақ болғаникән, уларға турушлуқ дөләтниң қануни бойичә тохтам түзүп мааш бериш, паалийәтлиримизни кәсипләштүрүшниң асаси. Уларға қанчилик мааш бәрсә әрзийду. Нөвәттики тәшкилатларниң иқтисадий әһвални көздә тутуп, уларға өзлири турушлуқ шәһәрдики оттураһал мааш алидиған мәмурий хадимниң  мааши билән тәң мааш берилиду. Бу сомма 1%пиланиға аваз қошқан кишиләрниң сани вә йиғилидиған соммиға қарап бәлгилиниду. Һәр дөләттә 100 адәм бирлишип бир адәмни қанунлуқ ишлитиш вә бир тәшкилатниң хираҗитини қамдашқа ярдәм қилиш нишан қилиниду.

Ким бериду? Қанчилик бериду? Қачан бериду?

Вәтән вә милләт үчүн һәссә қошушни халайдиған һәр қандақ киши, кириминиң аз-көп болушидин қәтийнәзәр, әң аз болғанда сап кириминиң 1%ни бериши тәвсийә қилиниду. Ихтиярий асаста униңдин көп бәрсиму болиду. Тәшкилат вә муқим ишләйдиған хадимниң хираҗәтлири һәр айда һесаблинидиған болғачқа айда бир аптоматик йоллинидиған шәкилдә бериш тәвсийә қилиниду. Айлиқ беридиған сомма ярдәм бәргүчиниң йиллиқ сап маашини 12 бөлгәндики санниң  1%бойичә һесаблиниду. Мәсилән: йиллиқ сап мааши 12000$ болса айда беридиғини 10$ , 5000$ болса айда беридиғини 5$. Бу соммини маашиниң өсүш яки төвәнләш әһвалиға қарап йилда бир яки икки қетим өзгәртсә болиду. Ярдәм соммиси турушлуқ дөләтниң пули бойичә шу дөләттики тәшкилат һесабиға кириду.

Немә үчүн %1? Җиқрақ бәрсә боламду?

Әң асаслиқ мәқсәт, сиҗил һәм муқим айлиқ ярдәм мәнбәси бәрпа қилиш. Шуниң билән тәң, кирим әһвалиға асасән һәммә кишиниң баравәр ярдәм қилишни ишқа ашуруш. Шуңа, әң камида 1%ни бериш тәләп қилиниду. У еғир кәлмәйду. Униңдин җиқрақ беришкә қурби йетидиған вә халайдиғанларға чәк йоқ. Ярдәм соммиси, һәр қайси дөләтләрдики уйғур җамаитиниң сани вә иқтисади әһвалиға қарап башқичә усулда бекитилсиму болиду. Қурбан һейт вақтида қурбанлиқниң үчтин иккиси қиммитидики соммини қошумчә беришму тәвсийә қилиниду. Шу арқилиқ өз вәтини вә миллити үчүн хәйри-сахавәт қилишму саваблиқ иш. Барлиқ ярдәм бәргүчиләргә қәғәз яки електронлуқ талон берилиду. Һәр қайси дөләтләрниң әмәлий әһвалиға қарап, у талондики соммини өзи туруватқан дөләттә төләйдиған баҗдин чиқиривәтсә болиду.

Әлчиләрниң роли немә? Қандақ паалийәт елип бариду?

Һәр дөләттики мәркизий тәшкилатқа қарашлиқ тәшкилатта әң аз болғанда 10 әлчи болиду. Уларға бир тәшкилат мәсули қошулуп, муһим қарарларда аваз бәргәндә тәңлишип қалмаслиқ үчүн, тәшкилий қурулмидики әзалар тақ санлиқ (йәни 11) болуш ойлишилди. Әгәр бу мувапиқ болмиса әһвалға қарап өзгәртиш елип барса болиду(әҗдадлиримиз бурун чоң ишларда 9 ни мувапиқ дәп қариған, мәсилән: ( 9 уйғур, ички 9 қәбилә, ташқи 9 қәбилә … Дегәндәк). Улар алди билән бу пиланниң әһмийити вә қандақ әмәлгә ашуруш тоғрисида өз-ара толуқ чүшәнчә һасил қилип, ярдәм топлаш, ишлитиш вә башқуруш җәһәттә тәҗрибиси бар тәшкилатларниң иш беҗириш усули өрнәк қилип, пиланлиқ иш тәқсиматиға асасән иш башлайду. Турушлуқ дөләттә тизимлитилған қануний тәшкилат болмиса әлчиләр қуруп банка һесабати ечип иш башлайду. Һәр әлчи 1%ярдәм беридиған 10 киши билән айрим-айрим көрүшүп қайил қилғандин кейин төвәндикидәк турушлуқ дөләттики банка итрап қилидиған мақуллуқ хетигә(бундақ хәтни адәттә һесаб ачқан банка шу дөләт тилида тәминләйду, яки қандақ қилиш тоғрисида мәслиһәт бериду) имза қоюшни қолға кәлтүриду:

———

Мән өз ихтиярим билән xxx (тәшкилат нами) ниң һесабимдин айда xxx (1%гә тоғра келидиған пул соммиси йезилиду) чиқиривелишиға қошулуп лазимлиқ материялларни бәрдим. Шундақла, халиған сәвәб билән пул чиқиришни тохтитиш һоқуқумни сақлап қалимән…

Имза:                               вақит:

———

Кимгә бериду? Қандақ шәкилдә бериду?

Ярдәм пул халиған әлчигә нәқ пул, чәк яки банка йолланмиси шәклидә берилсә болиду. Берилгән һәр қандақ соммиға қәғәз яки електронлуқ талон берилиду. Айлиқ аптоматик банка йолланмиси шәклидә бериш күчлүк тәвсийә қилиниду вә лазимлиқ рәсмийәтләр өтилиду.

Ярдәм бәргүчиниң мәхпийити сақлинамду? Ярдәмниң ишлитилиш әһвали тоғрисида очуқ-ашкара доклат бериләмду?

Шундақ. Бу икки җәһәттә уйғуряр вә башқа ярдәм елиш, ишлитиш вә башқуруш җәһәттә тәҗрибиси бар тәшкилатларниң иш беҗириш усули өрнәк қилиниду. Ярдәм бәргәнләр тизимлики қәтий мәхпий болиду, өз нам-шәрипини ашкарилашни тәләп қилғанларниң таллишиға һөрмәт қилиниду.

“Уйғур Өйи Пилани” қандақ йолға қоюлиду?

Capture1

Муһаҗирәттики уйғурларниң саниниң ешишиға әгишип, 2- вә 3-әвлад уйғурларму барлиққа келиватиду. Шуниң билән биргә, кичикләргә ана тил дәрси өтүш, кутупхана, қираәтхана тәсис қилиш, һейт байрамларда йиғилиш… Қатарлиқлар үчүн ортақ паалийәт мәйдани болалайдиған иллиқ “уйғур өйи” гә болған еһтияҗи барғансери ашмақта. Уни бәрпа қилиш үчүн көпинчә кишиләр төвәндики икки хилла йол бар дәп қарайду:

  • иҗаригә елиш

Артуқчилиқи: көп мәбләғ кәтмәйду, қисқа муддәтлик пилан бойичә (1-3 йилғичә) синақ тәриқисидә йолға қоюлса зиянға көп тәвәккүл қилмиғанлиқ болиду. Бәзи дөләтләрдә һөкүмәт орунлири аммивий тәшкилатлар үчүн базар баһасидин көп әрзан иҗаригә беридиған ишларму бар. Сетивелиш имканийити суға чилашса, буму яхши амал.

Кәмчиллики: иҗарә һәққи, безәш вә башқа нормал паалийәт елип бериш үчүн сәрп қилған чиқимларни қайтуруп кәлгили болмайду. Мәсилән: 100 m2  лиқ, қатнаш қолайлиқ вә қилидиған паалийәтләргә мас келидиған орунға җайлашқан йәрниң айлиқ иҗариси тәхминән 2000$ дәп пәрәз қилсақ, йилда иҗарә үчүнла 24000$ болиду, үч йилда 72000$.

  • сетивелиш

Артуқчилиқи:  иҗарә төләнмәйду, тәшкилат муқим мүлүккә һәм орунға игә болиду, чоң шәһәрләрдә муқим мүлүк баһаси чүшүп кетидиған әһваллар интайин аз көрүлидиған болғачқа селинған мәбләғдин зиян чиқмайду. Узун муддәтлик пиланға бәкрәк мас келиду.

Кәмчиллики: мәбләғ көп кетиду, банкидин қәрз елишқа тоғра кәлсә өсүм төләшкә тоғра келиду. Мәсилән: 350,000$ қәрзни һәр айда 2000$ дин қайтурса, 25 йиллиқ өсүми 3% бойичә һесабланса, мәҗбури елишқа тегишлик суғуртини қошқанда тәхминән 150,000$ әтрапида болиду. 350,000$ қәрзни һәр айда 2300$ дин қайтурса, 15 йиллиқ өсүми 2% бойичә һесабланса, мәҗбури елишқа тегишлик суғуртини қошқанда тәхминән 85 000$ әтрапида болиду.  Шуни ениқ билиш керәкки, банка сизгә һәргиз ярдәм қилиш үчүн қәрз бәрмәйду. Банка сизгә қәрз берип турса, һечқандақ зиян тартмайдиғанлиқиға көзи йетип, өсүм арқилиқ пайда алалайдиғанлиқиға қайил болғанда андин сизгә қәрз бериду. Болмиса қәрз беришни хәтәрлик дәп қарап рәт қилиду. Қисқиси, банка өсүм алидиған болғачқа, әң яхшиси банкидин қәрз елиштин сақлинип, “күч бирликтә, иш өмлүктә” дегәндәк өзимизгә тайинишни биринчи орунға қоюшимиз керәк.

“уйғур өйи” бәрпа қилишта биз тәвсийә қилидиған усул тәртипи төвәндикичә:

  1. Қурмақчи болған “уйғур өйи” гә кетидиған мәбләғни мөлчәрләш
  2. Шәхсләр бирлишип “һәссидарлиқ ширкити” гә охшап кетидиған қанунлуқ бир пай ширкити яки гуруһи(a дәп қисқартип елиниду) қуруш
  3. “уйғур өйи” дә әмәлий паалийәт қилидиған тәшкилат қуруш(b дәп қисқартип елиниду)
  4. Һәр адәм 1000$ дин яки һәр аилә камида 2000$ дин a ға һөҗҗәтлик мәбләғ селиш(очуқ ейтқанда өсүмсиз қәрз бериш); һәр 1000$ ни бир пай дәп қараш
  5. B му a ға чамисиниң йетишичә мәбләғ селиш (мисал: 10000$)
  6. Мәбләғ толуқ болса a намида орун сетивелиш; толуқ болмиса кәмлигән қисмини банкидин қәрз елип орун сетивелиш
  7. Сетивалған орунни b ға иҗаригә бериш (дәсләпки 6 ай иҗарә алмаслиқ)
  8. A төләшкә тегишлик зимин беҗи… Қатарлиқ чиқимларни үстигә елиш b
  9. B бәргән иҗарә билән мәлум шәхисниң яки аилиниң қошқан мәблиғини қайтуруп бериш
  10. Мәблиғи қайтурулған шәхсниң пейи b ға тәвә болған болуш һәм шу арқилиқ b ниң пейини көпәйтиш
  11. B ниң бейи 100% гә йәткәндә a ни тақап, йәрниң қануний игидарчилиқ һоқуқини b ға өткүзүш

Capture4

“уйғур өйи” бәрпа қилиш сихемиси

Мәсилән: a дәсләптә 100 аилидин 200,000$ , 140 бойтақтин 140,000$ ,  b дин  10,000$, җәмий  350,000$  қәрз елип  100 m2  лиқ бир орун сетивалиду, җәмий пай 350. B айда 2000$ дин йилиға 24000$ иҗарә төләйду. A земин беҗи вә башқа хираҗәт үчүн  4000$ чиқим қилип, қалған  20000$  билән мәмәт вә сәмәт… Қатарлиқлар салған мәбләғни қайтуриду. Мәмәт вә сәмәт… Қатарлиқларниң 20 пейи b ға тәвә болиду. Шу бойичә маңса 17 йерим йилдин кейин 100% пай, йәни 350 пай b ға өтүп болидиған болғачқа бу 100 m2    лиқ бир орунниң игидарчилиқ һоқуқи a дин b ға өтиду. Бу арқилиқ өз күчимиз билән “уйғур өйи” қуралаймиз. Мәбләғ салғучилар “уйғур өйи” теминиң мәлум сантеметир қисмини өзигә тәвә дәп чүшәнсә болиду.

Бу пиландики a билән b ни айриветиштә асаслиқи дөләтниң баҗ етибар сияситидин пайдилиниш вә айрип башқуруш арқилиқ мәбләғ салғучиларни техиму хатирҗәм қилиш көздә тутулди. Чүнки, көпинчә дөләтләрдә аммивий тәшкилатларниң иҗаригә кәткән қисмини киримдин чиқириветип һесаблап баҗни азрақ төләшкә болиду. Бу иккисиниң оттурисидики мунасивәтләр һәр қайси дөләтләрниң қануниға маслаштуруп әвзәлликләрдин пайдилансақ болиду.

Нурғун дөләтләрдә бундақ коллектип орун сетивелиш “Real Estate Crowdfunding” дегәндәк намлар билән атилип кәлмәктә. Мисалдики рәқәмләр чүшинишлик болуши үчүн чоңрақ пүтүн сан шәклидә елинди. Бирлишип һәссидарлиқ ширкәт шәкли яки коллектип йәр сетивалғанда пайни қандақ бөлүш тоғрисида буни тәшкиллигәнләр өз дөлитидики шуниңға мунасивәтлик қанун-түзүмләрни пишшиқ тәкшүрүп тәтқиқ қилиши зөрүр. Бундақ ишларни қелипқа чүшүрүп болған вә һәл қилишип беридиған ширкәт яки аммивий тәшкилатлар  нурғун дөләтләрдә бар.

“уйғур өйи” қандақ паалийәтләрни қилиду? Қандақ қилип өз хираҗитини қамдап тәрәққий қилиду?

Омумән ейтқанда уйғурларға пайдилиқ барлиқ ишларни қилиду. Тәпсилийрәк қилғанда, өз хираҗити қамдап тәрәққий қилиш үчүн қилидиған паалийәтлири мунуларни өз ичигә алиду: оқу-оқутуш(ана тил, чәт тил, дин), кутупхана, қираәтхана, қәһвәхана, чайхана (шараит яр бәрсә ашхана), һәрхил мәдәнийәт боюмлири сетиш, көргәзмә, консерт, һейт-байрам, той, нәзир, орун иҗарә бериш, илмий-тәтқиқат паалийити орунлаштуруш, мәслиһәт бериш, халисанә ярдәм қатарлиқлар. Мәбләғ салғанлар асаслиқ коллектип паалийитини имканқәдәр “уйғур өйи” дә қилип униң тәрәққий қилишиға һәссә қошушта үлгә болиду.

Пилан әмәлгә ашмиса мәбләғ қайтуриламду?

Шундақ. Алди билән мудирийәт гурупписи тәшкиллинип тәйярлиқ хизмәтләрни әстайидил орунлаштуруп һәм базар көзитип төвәндикидәк “мәбләғ селиш вәдинамиси”(турушлуқ дөләт тилида йезилиду, бу пәқәт йезиқ шәклидә из қалдуруш арқилиқ кишиләрниң йенивалмаслиқини қолға кәлтүрүш үчүн, шундақла башқа орунлардин ярдәм қолға кәлтүрүшкә испат үчүн ишлитилиду. Мисал үчүн толуқ йезилмиди) ға имза қойдуруш шәкли арқилиқ йиғилиш еһтимали болған мәбләғниң омумий соммисини мөлчәрләйду. Әгәр мәбләғ аз йиғилип қелип, банка қәрз бәрмисә яки бәргән тәқдирдиму пиланниң әмәлгә ешиши мумкин болмиса, вә яки һәр хил сәвәб билән пилан әмәлгә ашмиса йиғилған пул толуқ қайтурулиду.

———

мәбләғ селиш вәдинамиси

Мән xxx өз ихтиярим билән xxx (һәссидарлиқ ширкәт яки тәшкилат нами) ниң “уйғур өйи” қуруш пиланини қоллидим. Пилан пишип йетилип иш башланса, мәбләғ тәләп қилинған күндин башлап бир ай ичидә 1000$ ( яки башқа мәбләғ соммиси йезилиду) ни йәткүзүп беримән. Мәбләғни аз болғанда үч йилғичә қайтурушни тәләп қилмаймән…

Имза:                               вақит:

———

Мәбләғ селиш муддити қанчилик болиду?

3 йилдин 15 йилғичә. Алдинқи 3 йилда асасән “уйғур өйи”ни қуруш, паалийәтләрни системилаштуруш, тәрәққий қилдурушқа ул селиш вә тәҗрибә йәкүнләш мәзгили дәп қарилидиған болғачқа, бу мәзгилдә мәбләғ қайтуруш тәләп қилинмайду. Әгәр тәрәққият һәддидин зиядә тез болса, балдур қайтуруш ойлишиду. 3 йилдин кейин “уйғур өйи” һаллиқ сәвийәгә йетиду дәп қарилидиған болғачқа, тәләп қилғучиларниң мәблиғи рәт-тәртип бойичә қайтуриду.

Салған мәбләғ йоқап кетәмду?

Яқ. Чүнки мәбләғни рәсимдики һәссидарлиқ ширкәтa  йиғип, базар тәкшүрүш арқилиқ шәһәрдики орни яхши һәм тәрәққияти бар җайдин муқим мүлүк сетивалиду. Муқим мүлүкниң баһаси чоң шәһәрләрдә асасән чүшүп кәтмәйду. Суғурта сетивелинидиған болғачқа тәбиий апәт болса суғурта шеркити төләп бериду. У орун “уйғур өйи” намида паалийәт елип баридиған тәшкилат b  ға дәсләпки иҗаригә бериду (дәсләпки 3 ай һәқсиз), бикарға берилмәйду. Кетидиған барлиқ чиқимлар иҗарә билән төлиниду. Әң яман әһвалда, b иҗарини төлийәлмисә яки көчүп чиқип кәтсә, тохтам бойичә иш көрүлүп, у орун базар баһаси бойичә башқиларға иҗаригә берилиду яки сетилип, пайдиси қошулуп яки зийини чиқириветилип, мәбләғ қайтурулиду.

Униңдин башқа, бу орун уйғурларниң паалийәт мәркизи болғачқа, шундақла мәбләғ салғанларниң бу йәр билән бивастә пайда-зиян мунасивитиму бар болғачқа, уларниң тәрәққий қилдурушқа болған қизғинлиқи мәбләғ салмиғанлардин юқири болиду. Шуңа, мәбләғниң пүтүнләй йоқап кетиш еһтимали йоқ.

Мәбләғ салғучилар қандақ етибарлардин бәһриман болалайду?

“уйғур өйи” тәшкиллигән һәқлиқ паалийәтләрниң баһасида мәлум дәриҗидә етибарға еришиду. Тәпсилати һәр бир паалийәтләрдә айрим елан қилиниду.

Салған мәбләғни муддәттин бурун қайтурувелишқа яки сетишқа боламду?

Алдинқи 3 йилда қайтурувелишқа болмайду. Әмма, пай шәклидә өз-ара сетивелишқа яки башқиларға өтүнүп сетиветишкә болиду. Қануний рәсмийәт һәққини өзи төләйду.

Салған мәбләғниң қиммитидә өзгириш боламду?

Шундақ. Сетивалған муқим мүлүкниң баһаси базар баһасиниң өзгиришигә қарап өсиду яки төвәнләйду. Мисал: салған 1000$ мәблиғиңиз бәш йилдин кейин 1300$ға өсүп кетиши яки 800$ ға чүшүп қелиши мумкин. Истатистикиларға қариғанда, чоң шәһәрләрдики яхши җайлардики муқим мүлүкниң баһасиниң чүшүш еһтималлиқи төвән. Тәпсилатини орун елиш талланған шәһәрдики муқим мүлүк баһасиниң өзгириш әһвалидин көрүң.

“уйғур өйи” башқуруш һәйити қандақ сайлиниду?

Униң муқим мүлүкини һәссидарлиқ ширкәтa  башқуриду, әмәлий паалийәт қилишни тәшкилат b  өз үстигә алиду. Һәр хил баҗ вә чиқимни азайтиш, мәсулийәтни ениқ айриш, шундақла һөкүмәт ярдимини қолға кәлтүрүшкә пайдилиқ болуши үчүн иккиси айриветилди. Охшимиған дөләтләрниң қанун-пәрманлириниң әвзәлликлиридин пайдилинип буларниң мунасивитини яхши һәл қилидиған башқичә усул болса техиму яхши.

“уйғур өйи” дә ишлигүчигә һәқ бериләмду?

Шундақ, “уйғур өйи” дә камида бир адәм пүтүн күнлүк қанунлуқ тохтам билән муқим ишләйду. Униңдин башқа, һәқсиз ишләп тәрәққий қилдурушқа төһпә қошидиған пидаийларму болиду. Тәпсилий ишларни паалийәт қилғучи тәшкилат b  орунлаштуриду.

Ахирқи сөз

Бу мақалидә оттуриға қоюлған пикирни “1%сап киримни бериш арқилиқ уйғур авазини аңлитайли,  “уйғур өйи” қуруш арқилиқ уйғур мәдәнийити ичидә яшаш шараити һазирлап әвладларниң келичикигә ул салайли” дегән бир җүмлигә йиғинчақлашқа болиду. Омумән ейтқанда, чәтәлдики уйғурларниң иқтисадий әһвали унчивала яхши әмәс. Бу хил әһвалда, аз әмма узунға созулидиған усул билән, мақалидә баян қилинған микро-иқтисад нуқтисидин чиқиш қилип, һәр дөләттә камида бирдин вәтән-милләт дәвайимизға рәһбәрлик қилидиған мәхсус маашлиқ хадим турғузуш вә “уйғур өйи” қуруш ишини рояпқа чиқиришқа урунуп көрсәк дегән үмидтимиз.

Бу икки пиланниң асаслиқ обйекти тәшкилат қуруп тохтап қалған, ойлиғинидәк раваҗландуралмиған яки йеңи тәшкилат қурушни ойлишиватқан вәтәнпәрвәр кишиләр. Пиланни әмәлгә ашуруш үчүн пәқәт торда елан қилип қоюп пассип һаләттә турса иш рояпқа чиқиши тәс. Шу вәҗидин, кичик гуруппа шәклидә тәшкиллинип йүзтуранә көрүшүп, пиланни тәһлил қилип, кишиләр көңүл бөлидиған яки әнсирәйдиған мәсилиләрни яхши һәл қилип, қоллиғучилар билән айрим-айрим хусусий көрүшүш арқилиқ пиланни әмәлийләштүрүш йолини таллаш тәвсийә қилиниду. Тәшвиқатни яхшилаш арқилиқ кишиләрниң қоллишини қолға кәлтүрүш үчүн бу икки пиланниң муһим мәзмуни аваз вә син шәклидә тарқитилса үнүми техиму юқири болиду.

Сәвийимизниң чәклик болуши түпәйлидин, мақалида толуқ болмиған яки хата кәткән йәрләр болуши мумкин. Тәшкилат рәһбәрлири, зиялийлар вә башқа оқурмәнләрниң, мәркизий нуқтиинәзәрни чөридигән асаста, мақалә елан қилинған тор бекәтләрдә, аммивий таратқуларда әркин пикир беришини чин дилимиздин үмид қилимиз.

толуқ текистини чүшүрүш